әнгилийә украинаға зәмбирәк оқи йардәм қилишқа вәдә бәрди

әнгилийә бу йил украинани йәнә онмиңлиған зәмбирәк оқи билән тәминләшкә вәдә бәрди.

2039828
әнгилийә украинаға зәмбирәк оқи йардәм қилишқа вәдә бәрди

түркийә авази радйоси хәвири: әнгилийә дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, әнгилийә украинани 300 миңдин артуқ зәмбирәк оқи билән тәминлигән болуп, бу йил йәнә онмиңлиған зәмбирәк оқи йәткүзүп беришкә вәдә бәргән.

әнгилийә дөләт мудапиә министири грант шаппс германийәдә өткүзүлгән украина мудапиә алақилишиш гурупписиниң йиғинидин кейин байанат елан қилип, әнгилийәниң украина билән болған тәврәнмәс мунасивитини намайан қилғанлиқини билдүрди.

шаппис украинаға һәрбий йардәм бериштә шерикләрниң шундақла иттипақдашларниң һәмкарлиқиниму мәмнунлуқ билән қарши алидиғанлиқини ейтти.

әнгилийә министири шаппс йиғин даирисидә , америка дөләт мудапиә министири лойд остин вә украина дөләт мудапиә министири рустәм өмәров билән өзара учришиш өткүзди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر