остин: украина армийәси йеқинда американиң абрамис танкилирини ишлитишкә башлайду

америка дөләт мудапиә министири лойд остин дөлитиниң намлиқ танкилириниң пат йеқинда русийәгә қарши уруш қиливатқан украина армийәси тәрипидин ишлитишкә башлинидиғанлиқини ейтти.

2039458
остин: украина армийәси йеқинда американиң абрамис танкилирини ишлитишкә башлайду

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министири остин германийәдики рамштейн базисида өткүзүлгән 15- нөвәтлик украина мудапиә алақилишиш гурупписи йиғинидин илгири байанат берип: «мән америка илгири вәдә қилған <M1 абрамс> танкилриниң пат йеқинда украинаға киридиғанлиқини елан қилғанлиқимдин хушалмән» деди.

америка вә башқа шерикләрниң украинаға бәргән мудапиә саһәсидә қоллаш вәдисиниң 76 милйард доллардин ешип кәткәнликини билдүргән остин, бу дөләтни қоллашниң давам қилидиғанлиқини тәкитлиди.

у йәнә, украина учқучилирини F-16 айропиланини ишлитиш бойичә мәшиқләндүрүшниң америкада башлинидиғанлиқини елан қилди.

америка дөләт мудапиә министирлиқи украинаға берилидиған 31 данә <M1 абрам> намлиқ танкисини майда украина әскәрлирини мәшиқләндрүштә ишлитиш үчүн германийәниң графенвоер шәһиригә әвәткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر