америка иран рәһбәрлиригә ембарго йүргүзидиғанлиқини уқтурди

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин иранниң сабиқ пирезидентлиридин мәһмуд әһмәдинеҗад билән иран истихбарат мәсулиға ембарго йүргүзидиғанлиқлирини уқтурди.

2039143
америка иран рәһбәрлиригә ембарго йүргүзидиғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: җо байдин иран билән һасил қилинған тутқун алмаштуруш келишими даирисидә бу дөләттә қамақта йетиватқан 5 америка пуқраси қойуп берилгәндин кейин елан қилған йазма байанатида, мундақ деди: «иранда қамақта йетиватқан бәш бигунаһ америкалиқ ахири өйлиригә қайтиш пурситигә еришти. тутқунларниң америкаға қайтиши мәсилисидә йардәмчи болған  қатар, умман, шивейтсарийә вә җәнубий корейә қатарлиқ шериклиримиздин миннәтдармиз.»

байдин 2007-йили иранда  йоқап кәткән федератсийә тәкшүрүш идарисиниң сабиқ хадими роберт левинсон һәққидә тохталғанда, мундақ деди: «иран һакимийитини левинсонға немә иш болғанлиқини ениқ чүшәндүрүшкә чақиримән. левинсон қануниға асасән, иранниң сабиқ пирезиденти мәһмуд әһмәдинеҗад вә иран истихбарат министирлиқиға америка пуқралирини наһәқ тутқан қилиштики роли сәвәблик ембарго йүргүзимиз.»

америка қошма иштатлири дипломатийә министири антони блинкен бу һәқтә елан қилинған йазма байанатида, «левинсон қануни» дин пайдилинип, «иран вә башқа һакимийәтләрдә» җавабкарлиққа тартилишни илгири сүридиғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «америка пуқралири һәрқандақ сәвәб билән иранға сайаһәткә бармаслиқи керәк. ирандики америка пуқралириниму бу дөләттин дәрһал айрилишқа чақиримән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر