ирандики айаллар түрмисидә от апити йүз бәрди

иранниң теһран өлкисигә җайлашқан кәрчәк айаллар түрмисидә от апити йүз бәрди.

2038529
ирандики айаллар түрмисидә от апити йүз бәрди

түркийә авази радйоси хәвири: иран таратқулириниң хәвиригә асасланғанда, түрмидики башқурғучиларға назарилиқ билдүрүш үчүн өлүм җазасиға һөкүм қилинған мәһбусларниң кариват вә кийимлирини көйдүрүши, от апитиниң йүз беришигә сәвәб болған.

әдлийә оргиниға қарашлиқ мизан хәвәр агентлиқиму вәқәдә адәм өлүш һадисиси йаки  вә маддий зийан көрүлмигәнликини елан қилди.

даириләрниң вақтида арилишиши билән отниң қисқа вақит ичидә өчүрүлгәнлики вә түрмидики әһвалниң нормал һаләткә кәлгәнлики уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر