бирйусселда бу йилму бир күн бойичә аптомобиллар қатнаштин тохтитилди

белгийәниң пайтәхти бирйусселда кишиләр бу йилму бир күн бойичә аптомобил қатнишини тохтитип, бош йоллармиң пәйзини сүрди.

2038521
бирйусселда бу йилму бир күн бойичә аптомобиллар қатнаштин тохтитилди

түркийә авази радйоси хәвири: һәр йили синтәбирниң 3-һәптиси йавропа иттипақи комитети аммиви қатнаш вә башқа пакиз қатнаш чарилирини қоллаш учун позитсийә өзгәртиш пилани даирисдә «йавропа һәрикәт һәптилики» сүпитидә тәбриклиниип кәлмәктә.

бу даиридә, йавропа иттипақиниң пайтәхти һесаблинидиған бирйусселда мәзкурһәптиниң биринчи йәкшәнбә күни коча вә йоллар аптомобилларға тақалди.

бирйусселда йәкшәнбә күни шу йәрниң вақти саәт 09.30 дин 23:00 кичә  кочилар, бош қалған йолларниң пәйзини сүридиған пийадиләр, велисипит мингүчиләр, мотосиклит мингүчиләр, муз тейилиш вә тейилиш тахтиси маһирлири билән толди.

йолларда йәккә велисипит мингәнләрдин башқа йәнә, зәнҗирсиман сәйлә қилидиған тәнтәрбийә гуруппилири, ата-анилири велисипит минишни өгитиватқан өсмүрләр, велисипит сөвитидә сәйлә қилдүрүливатқан итларму һәмминиң диққитини тартти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر