италийә һава армийәсигә тәвә  айропилан чүшүп кетип бир кичик бала қаза қилди

италийә һава армийәсиниң учуш нумури көрситиш әтрити «Frecce Tricolori» ға тәвә  айропиланниң чүшүп кетиши нәтиҗисидә бир кичик бала қаза қилди.

2038350
италийә һава армийәсигә тәвә  айропилан чүшүп кетип бир кичик бала қаза қилди

түркийә авази радйоси хәвири: италийә һава армийәси қурулғанлиқиниң 100 - йиллиқи мунасивити билән йил бойи италийә шәһәрлири асминида салам бериш учушлирини елип бериватқан авиатсийә әтрити «Frecce Tricolori» ға тәвә айропилан веркелли вә коллегно шәһәрлиридә паалийәт башлиништин бурун репетитсийә қилиш үчүн турин касел айродоромидин учуш җәрйанида чүшүп кәтти.

«Frecce Tricolori» әтритидин кәлгән айропиланлар кәчтә репетитсийә қилиш үчүн бәшлик икки гуруппиға бөлүнүп учқан вә учуш җәрйанида контиролини йоқитип қойуп чүшүп кәткән. айропиланниң учқучиси чачраш орундиқи сайисида айропиландин айрилип қутулуп қалған.

учқучиниң йеник йариланғанлиқи вә дохтурханида балнестқа елинғанлиқи билдүрүлди.

айропилан чүшүп кәткән чағда нәқ мәйдандики 2 балини өз ичигә алған 4 кишилик аилидин 5 йашлиқ бир қизниң һайатидин айрилғанлиқи, қалған аилидикиләрниң йариланғанлиқи вә дохтурханида балнестқа елинғанлиқи уқтурулди.

вәқә йүз бәргәндин кейин, «Frecce Tricolori» әтритиниң барлиқ учушлири тохтитилди. касел айродоромиму авиатсийә тиранспортиға вақитлиқ тақалди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر