америка русийәгә йеңи җазаларни йолға қойғанлиқини елан қилди

америка малийә министирлиқи русийәниң украинаға қарши урушини қоллиған вә қоллашни давамлаштуруватқанларға қарита 100 гә йеқин йеңи җаза түриниң йолға қойулғанлиқини елан қилди.

2037836
америка русийәгә йеңи җазаларни йолға қойғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка малийә министирлиқи байанат елан қилип, америка чәт әл мал - мүлкини контрол қилиш ишханисиниң русийәниң украинаға қарши уруш қилиш иқтидарини аҗизлаштуруш үчүн, русийә сәрхиллири, русийәниң санаәт базиси, пул- муамилә аппаратлири вә техника билән тәминлигүчиләрни җаза тизимликигә киргүзгәнликини уқтурди.

америка чәт әл мал - мүлкини контрол қилиш ишханисиниң 100 гә йеқин җазани йолға қойғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, америка ташқи ишлар министирлиқиниңму 70 көп адәмни җаза тизимликигә илавә қилғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, америка чәт әл мал - мүлкини контрол қилиш ишханисиниң русийә-украина урушидин нәпкә еришкәнләрни, шундақла русийәни асас қилған һалда һәрбий материйалларни ишләпчиқириш арқилиқ урушни биваситә қоллайдиған орунларға зәрбә берип, русийәниң тәминләш зәнҗирини қалаймиқанлаштуруш үчүн җаза йүргүзүлгәнлики тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر