йавропа иттипақи: түркийә билән болған мунасивәтлиримиз интайин муһим

йавропа иттипақи комитетиниң қошнидарчилиқ вә кеңийиш ишлириға мәсул әзаси оливер варһелйи түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлириниң интайин муһимлиқини ейтти.

2036728
йавропа иттипақи: түркийә билән болған мунасивәтлиримиз интайин муһим

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи комитетиниң қошнидарчилиқ вә кеңийиш ишлириға мәсул әзаси оливер варһелйи йавропа иттипақиниң түркийә билән болған мунасивәтләргә интайин әһмийәт беридиғанлиқини тәкитлиди, һәмдә таможна иттипақи, виза қолайлиқи, енергийә, технологийә, селинма, ашлиқ бихәтәрлики  қатарлиқ мәсилиләрдә өзара тиришчанлиқ көрситип, тез илгириләшләрни қолға кәлтүргили болидиғанлиқини ейтти.

белгийәниң пайтәхти бирйусселдики йавропа парламенти омумий кеңиши йиғинида йавропа иттипақи комитети тәййарлиған 2022-йиллиқ түркийә доклати музакирә қилинди.

йавропа иттипақи комитетиниң қошнидарчилиқ вә кеңийиш ишлириға мәсул әзаси оливер варһелйи йиғинда қилған сөзидә, мундақ деди: «бизгә нисбәтән түркийә билән болған мунасивәтлиримиз интайин муһим. түркийә һазирму йавропа иттипақиға намзат дөләт. шундақла шималий атлантик әһди тәшкилатиниң муһим иттипақдиши, йеқин қошна, оттура шәрқ, җәнубий кавказ, қарадеңиз райониниң муқимлиқи вә бихәтәрлики җәһәттин муһим шерик дөләт.»

оливер варһелйи йавропа иттипақиниң түркийә билән һәмкарлиқ вә өзара мәнпәәт йәткүзүш асасида мунасивәтлирини тәрәққий қилдурушни халайдиғанлиқини, «рәқәмлик вә йешил өткүнчи» иқтисад, енергийә, көчмәнлик вә көчмәнләргә йардәм бериш қатарлиқ һәр хил саһәләрдә мунасивәтләрни тәрәққий қилдурушта муһим йошурун күч барлиқини тәкитләп мундақ деди: «мунасивәтлиримизниң кечәлики мәсилиси ортақ тонушқа моһтаҗ. мувәппәқийәткә еришиш үчүн һәр икки тәрәпниң отақ тиришчанлиқ көрситишигә тоғра келиду. таможна иттипақи, виза қолайлиқи, енергийә, технологийә, селинма вә ашлиқ бихәтәрлики биз тез тәрәққий қилалайдиған саһәләрниң бир қисми һесаблиниду.»

варһелйи түркийәниң узун йиллардин буйан көчмәнләргә саһибханлиқ қиливатқанлиқини, йавропа иттипақиниң буниңдин интайин хурсән икәнликини, йавропа иттипақиниң бу һәқтә түркийәни давамлиқ қоллайдиғанлиқини қәйт қилди.

у қарадеңиз ашлиқ келишими тоғрилиқму тохтилип мундақ деди: «түркийәниң украинани вә украинаниң земин пүтүнлүкини қоллаватқанлиқидин, һәмдә дунйа ашлиқ бихәтәрликигә капаләтлик қилишта муһим рол ойнайдиған қарадеңиз ашлиқ келишимини әслигә кәлтүрүш йолида көрситиватқан тиришчанлиқлиридин интайин хурсәнмиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر