ирақ шиветсийә әдлийә министирлиқидин момикани қайтуруп беришни тәләп қилди

ирақ әдлийә министирлиқи йеқинқи айларда шиветсийәдә сақчиларниң қоғдиши астида қуран кәримгә һуҗум қилишни давамлаштуруватқан ирақ пуқраси салван момикани қайтуруп беришни тәләп қилди.

2036561
ирақ шиветсийә әдлийә министирлиқидин момикани қайтуруп беришни тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ әдлийә министирлиқи шиветсийә әдлийә министирлиқидин момикани қайтуруп беришни рәсмий тәләп қилди.

момика шиветсийә рәсмий хәвәр агентлиқи <TT> ға байанат берип, қайтуруп бериш тәлипиниң растлиқини  җәзмләштүрди вә бу һәқтә сақчиларға байаннамә беридиғанлиқини ейтти.

шиветсийә көчмәнләр ишханиси 2018-йили шиветсийәдин панаһлиқ тилигән момикаға 2021 йили апрелда 3 йиллиқ вақитлиқ иқамәт вә ишләш рухсити бәргән иди.

йеқиндин буйан шиветсийә вә данийәдә қуран кәримгә қилиниватқан һуҗумлар әвҗ алған болуп, бу иғвагәрчиликләргә рухсәт қилиниши қаттиқ наразилиқларға учримақта.  


خەتكۈچ: #момика , #ирақ

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر