хитайда қечип кәткән 70 тин артуқ тимсаһ вәһимә йаратти

хитайниң җәнубида кәлкүн җәрйанида деһқанчилиқ мәйданидин қечип кәткән 70 тин артуқ тимсаһни тепиш һәрикити башланди.

2036550
хитайда қечип кәткән 70 тин артуқ тимсаһ вәһимә йаратти

түркийә авази радийоси хәвири: хитай мәтбуатлиридики хәвәрләргә асасланғанда, гуаңдуң өлкиси шиддәтлик йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкүнниң еғир тәсиригә учриған.

гуаңдуңниң мавмиң шәһиридики бир деһқанчилиқ мәйданиниму сәл бесип, мәйдандики 70 тин артуқ тимсаһ қечип кәткән.

район мәсуллири тимсаһни тутуш җиддий һәрикәт башлиған вә йәрлик хәлқни сиртқа чиқмаслиқ һәққидә җиддий агаһландурулған.

йәрлик таратқуларниң хәвиригә қариғанда, кәм дегәндә 69 қурамиға йәткән вә 6 кичик тимсаһниң пең чун йезиси әтрапида көрүлгәнлики уқтурулған.


خەتكۈچ: #тимсаһ , #хитай

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر