олаф шолз йәр шари ул әслиһә йетәрсизликини азайтиш үчүн актип болушқа чақирди

германийә баш министири олаф шолз йәр шари ул әслиһә йетәрсизликини азайтиш үчүн һәр қайси дөләтләр вә хәлқаралиқ органларни актип болушқа чақирди.

2035212
олаф шолз йәр шари ул әслиһә йетәрсизликини азайтиш үчүн актип болушқа чақирди

түркийә авази радйоси хәвири: олаф шолз 18-нөвәтлик г20 дөләтләр гуруһи рәһбәрләр йиғини даирисидә өткүзүлгән «йәршари ул әслиһә,  селинма шериклики  вә иқтисадий каридор» йиғинида қилған сөзидә, йәр шари ул әслиһә йетәрсизликини һәл қилиш үчүн өткән йили йәр шари ул әслиһә селинма һәмкарлиқини башлиғанлиқини вә паалийәтлирини бәлгилигәнликини әскәртти.

шолз йәр шари ул әслиһә кәмчилликини түгитиш үчүн хәлқаралиқ орган вә дөләтләрни актип болушқа чақириқ қилип, « йәр шари ул әслиһә кәмчилликини түгитишкә охшаш ишларниң әмәлгә ешиши үчүн актип болушимиз лазим» деди.

ул әслиһә мәблиғи билән тәминләйдиған дунйа банкиси қатарлиқ органларниң мувәппәқийәтлик болушиниң муһимлиқини тәкитлигән шолз, германийәниң дунйа банкисини 305 милйон йавролуқ қошумчә арилашма мәбләғ билән тәминләйдиғанлиқини билдүрди.

шолз германийәниң г20 дөләтләр гуруһиға нөвәтчи рәис болған мәзгилидә «африқа билән биргәвдилишиш» тәшәббусини башлиғанлиқини әскәртип, «биз африқа билән һәмкарлишишқа тириштуқ, нойабирда <африқа билән биргәвдилишиш> темисида берлинда африқа дөләтлири билән бир йәргә җәм болимиз. бу йәрдә биз бирликтә африқида ул әслиһә бәрпа қилишқа вә африқида иқтисадниң ешишиға асас салимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر