санчезниң 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғиниға қатнишалмайдиғанлиқи билдүрүлди

ковид – 19 вирусини йуқтурувалғанлиқи җәзмләшкән испанийә баш министири педро санчез 9-, 10- сентәбир күнлири йеңи деһлида өткүзүлидиған 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғиниға қатнашмайду.

2034781
санчезниң 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғиниға қатнишалмайдиғанлиқи билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: түнүгүн ковид -19 тәкшүрүши қилғузған баш министир санчезниң вирустин йуқумланғанлиқи билдүрүлди.

испанийә баш министирлик мәнбәлири, санчезниң саламәтликиниң йахши икәнликини, мадридтики туралғусида хизмәтлирини давамлаштуридиғанлиқини вә 9-, 10- сентәбир күнлири йеңи деһлида өткүзүлидиған 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғиниға қатнашмайдиғанлиқини уқтурди.

сәһийә органлириниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, 8- айниң 21- күнидин 27- күнигичә испанийәдә 508 миң 744 киши ковид – 19 синиқи қилдурған болуп, бу икки ай илгирикигә санлиқ мәлуматларға селиштурғанда, тәкшүртүш нисбитиниң %500 ашқанлиқини көрситип беридикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر