исраилийә сақчи башлиқи: әдлийә ислаһати намайишлириға йәттә милйон адәм қатнашти

исраилийәдики мушу йилниң бешидин тартип давамлишиватқан «әдлийә ислаһати»ға қарши намайишларға тәхминән йәттә милйон адәм қатнашти.

2033026
исраилийә сақчи башлиқи: әдлийә ислаһати намайишлириға йәттә милйон адәм қатнашти

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийәдә чиқидиған «һааретз» гезити, сақчи башлиқи коби шабтай бир йиғинда һөкүмәтниң дәталашлиқ әдлийә бәлгилимилиригә қарши елип бериливатқан намайишлар һәққидә мәлумат бәргәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә көрситилишичә, шабтай 35 һәптидин буйан һәр шәнбә күни өткүзүлүватқан намайишқа қатнашқучилар саниниң бәзидә нәччә 10 миң, бәзидә нәччә 100 миңға йәткәнликини билдүргән.

у йил бешидин буйан давамлишиватқан намайишларға қатнишиш даириси һәққидә тохтилип: «алтә милйондин йәттә милйонғичә исраилийәлик 4400 орунда өткүзүлгән әдлийә ислаһатиға қарши намайишларға қатнашти» дегән.

шабтай, сақчиларниң амминиң һәрикәт әркинликиниң чәклимигә учримаслиқини нәзәрдә тутуп, намайишчиларниң һоқуқиға һөрмәт қилип келиватқанлиқини қәйт қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر