америка пирезидентиниң рәпиқиси «ковид – 19» вируси билән йуқумланди

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң рәпиқиси җил байдин «ковид – 19» вируси билән йуқумланди.

2033167
америка пирезидентиниң рәпиқиси «ковид – 19» вируси билән йуқумланди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай байанатчиси карине җеан пиерре бу һәқтә елан қилинған йазма байанатида, америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң рәпиқиси җил байдинниң «ковид – 19» вируси билән йуқумланғанлиқини, пирезидент байдинниң болса «ковид – 19» вируси билән йуқумланмиғанлиқини әскәртип мундақ деди:

«пирезидент байдинниң саламәтлики қәрәллик һалда тәкшүрүлиду вә кесәллик аламәтлири көзитилиду.»

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин 2022-йили 21 – ийул күни «ковид – 19» вируси билән йуқумланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر