русийә украинаниң төт тез сүрәтлик кемисини битчит қилғанлиқини билдүрди

русийә қара деңизда украинаниң төт тез сүрәтлик кемисини хадимлири билән бирликтә битчит қилип ташлиғанлиқини елан қилди.

2032818
русийә украинаниң төт тез сүрәтлик кемисини битчит қилғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, русийә армийәсиниң бүгүн әтигән қара деңизниң ғәрбий шималида украинаниң қуруқлуқта җәң қилғучи әскәрлирини елип кетиватқан төт данә тез сүрәтлик кемисини вәйран қилғанлиқини уқтурди.

министирлиқ америкада ишләнгән «виллард марин» маркилиқ деңиз- окйан армийәси тез сүрәтлик кемилириниң қирим йерим арилидики тарханкут тумшуқиға қарап кетиватқанлиқини билдүрди.

русийә 30- авғустму мушуниңға охшаш бир һуҗумда 50 украина әскирини елип кетиватқан төт һәрбий кемини пачақлап ташлиғанлиқини елан қилған, шәнбә күни болса, украина деңиз армийәсиниң қирим көврүкигә һуҗум қилған үч учқучисиз һава аппаратини етип чүшүрүвәткәнликини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر