әски - түски базиридин 4 долларға сетивелинған рәсим 250 миң долларға сетилмақчи
әнглийәдә 6 йил илгири бир әски - түски базиридин 4 долларға сетивелинған рәсим 250 миң долларлиқ қиммәткә игә болуп чиқти.
2032281
![әски - түски базиридин 4 долларға сетивелинған рәсим 250 миң долларға сетилмақчи](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/4a20/39a0/9429/64f34aad38179.jpg?time=1718581225)
түркийә авази радйоси хәвири: бу рәсимни сетивалған айал йиллардин бери ташлинип турған рәсимниң қиммитини билип баққуси келип, уни сәнәт консерватипханисиға елип барди.
әски - түски базиридин 4 долларға сетивелинған бу рәсимниң америкалиқ рәссам бевел конверс вйет тәрипидин сизилғанлиқи оттуриға чиқти.
бонһамс сикиннер ким артуқ қилип сетиш мәркизиниң тизимликигә асасланғанда, бу рәсим 1939-йили һелен һант җексонниң «рамона» намлиқ романи үчүн сизилған төт әсәрдин бири болуп, қиммити 150 миңдин доллардин 250 миң долларғичә икәнлики мәлум болди.
рәсим 19-синтәбирдә кимартуқ қилип сетилидиған болди.