зеленский: русийә африқада қалаймиқанчилиқ пәйда қилмақчи болуватиду

украина пирезиденти володимир зеленский русийәниң африқада қалаймиқанчилиқ пәйда қилиш арқилиқ дунйаниң диққитини буруветишкә урунуватқанлиқини ейтти.

2032169
зеленский: русийә африқада қалаймиқанчилиқ пәйда қилмақчи болуватиду

түркийә авази радийоси хәвири: украина рәһбири зеленский италийәниң «комо көли» бойиға җайлашқан черноббийо кәнтидә һәр йил сентәбир  ейиниң башлирида өткүзүлидиған вә хәлқаралиқ өзгиришләр музакирә қилинидиған «амбросетти мунбири» йиғиниға синлиқ байаннамә йоллиди.

зеленский байаннамәсидә, украина – русийә оттурисида давамлишиватқан уруш һәққидә тохтилип мундақ деди:

«қирим болмиса, донбас вә ишғал қиливелинған земинлар болмиса, украинада, җүмлидин йавропада сиҗил тинчлиқ орнитиш мумкин болмайду. хәлқи мәдәнийәтлик бир дөләт болған украина қиримниң русийәгә тәвә икәнликини етирап қилмайду. башқа дөләтләрму буни етирап қилмайду. чүнки бу әһвалниң узун муддәт давамлишиши мумкин болмайла қалмастин, бәлки узақ мәзгиллик малиманчилиқ оттуриға чиқиду. русийәниң пиланиму дәл мушу. бу киризисни дипломатик йаки һәрбий йоллар арқилиқ һәл қилиш мумкин. әгәр русийә қисимлири йерим аралдин айрилса нурғун кишиләр өлүп кетиштин сақлинип қалиду.»

украина пирезиденти володимир зеленский африқа дөләтлиридики өзгиришләр һәққидә тохтилип мундақ деди:

«(руслар) африқада малиманчилиқ пәйда қилмақчи болғандиму, биз күчни әмәс, аҗизлиқни көрүватимиз. улар (руслар) әслидә өзлириниң күчлүк икәнликини көрсәтмәйватиду, әксичә бу арқилиқ дунйаниң диққитини бурашқа урунуватиду.»

у йәнә запориҗйа районини һәрбийсизләндүрүшниң һәммә тәрәпниң йадро апитиниң алдини елиштики асаслиқ вәзиписи икәнликиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر