гиретсийәдики дала от апәтлириниң көп қисми тизгинләнди

гиретсийәдики дала от апәтлириниң көпинчиси контрол астиға елинған болсиму, александирополис, еврос вә филидики от апәтлиригә тақабил туруш хизмәтлири давамлашмақта.

2030258
гиретсийәдики дала от апәтлириниң көп қисми тизгинләнди

түркийә авази радийоси хәвири: гиретсийә от өчүрүш идариси ахбарат ишханиси тәминлигән учурларға асасланғанда, йеқинқи 10 күндә дөләтниң охшимиған җайлирида йүз бәргән дала от апәтлири асасий җәһәттин тизгинләнгән.

19 – авғуст гиретсийәниң александирополис вә еврос районлири билән өткән һәптә пайтәхт атинаға йеқин фили райони әтрапида йүз бәргән дала от апитиниң кеңийиш сүрити астилиди. бу районларда оат апәтлири толуқ тизгинлинәлмигән болуп, от өчүрүш хадимлири пүтүн күчи билән күрәш қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر