русийәдә айропилан чүшүп кетиш вәқәсидә вагнер рәһбири пиригоҗин өлди

русийәниң твер районида хусусий бир айропилан чүшүп кетип, вагнер рәһбири йевгени пригоҗин қатарлиқ 10 киши җенидин айрилди.

2028454
русийәдә айропилан чүшүп кетиш вәқәсидә вагнер рәһбири пиригоҗин өлди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә җиддий әһвалларға тақабил туруш министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, твер районида «Embraer Legacy» типлиқ хусусий бир айропиланниң чүшүп кәткәнлики әскәртилип мундақ дейилди: «мәзкур айропиланда 10 адәм бар болуп, уларниң үчи айропилан хадими иди. дәсләпки мәлуматларға қариғанда, вәқәдә айропиландики кишиләрниң һәммиси җенидин айрилған.»

русийә хәвәр агентлиқи «TASS» ниң хәвиригә қариғанда, твер районида хусусий айропилан чүшүп кетиш вәқәсидә җенидин айрилғанлар арисида вагнерниң қурғучиси йевгений пригоҗинму бар икән.

русийә федератсийә авийатсийә тирансипорт идариси бу хәвәрни дәлилләп, айропилан вәқәсидә вагнерниң қурғучиси йевгений пригоҗинниң җенидин айрилғанлиқини билдүрди.

вагнерға йеқин бәзи аммиви ортақлишиш тор бети Telegram сәһипилиридә, пригоҗин олтурған хусусий айропиланниң русийә армийәсигә аит мудапиә системилири тәрипидин етип чүшүрүветилгәнлики илгири сүрүлди.

пиригоҗин йалланма әскәрлири билән бирликтә 24-ийун күни русийә һөкүмитигә қарши қораллиқ исйан қозғиғаниди. исйан  беларусийә пирезиденти александир лукашенкониң арилишиши билән ахирлашқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر