җо байдин пригоҗин вәқәсиниң арқисида путинниң қоли болуши мумкинликини има қилди

америка пирезиденти җо байдин пригоҗинму олтурған айропиланниң русийәдә чүшүп кетишиниң арқисида русийә пирезиденти владимир путинниң қоли болуши мумкинликини има қилди.

2028606
җо байдин пригоҗин вәқәсиниң арқисида путинниң қоли болуши мумкинликини има қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти җо байдин русийә йалланмақошуниниң башлиқи пригоҗинму йолучилар тизимликидә болған хусусий айропиланниң русийәдә чүшүп кетишиниң арқисида русийә пирезиденти владимир путинниң қоли болуши мумкинликини има қилди.

байдин калифорнийәдә мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

америка президенти җо байдин пригоҗинму йолучилар тизимликидә болған хусусий айропиланниң русийәниң пайтәхти москваға йеқин җайда чүшүп кәткәнлики үстидә тохтилип: «немә иш болғанлиқини ениқ билмәймән, әмма һәйран қалмидим» деди.

байдин мәзкур айропиланниң чүшүп кетишидә путинниң қоли болуши мумкинликини има қилған һалда: «русийәдә путин арқисида болмиған вәқәләр көп әмәс. әмма вәқәниң арқа пиланини билгүдәк йетәрлик мәлуматим йоқ» деди.

пригоҗинниң <Embraer ERJ-135BJ> типлиқ хусусий айропилани русийәниң пайтәхти москвадин петирсбургқа қарап учуватқан пәйттә, твер районида чүшүп кәткән болуп, вәқәдә үч нәпәр учқучини қошқанда, җәмий 10 киши җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر