һиндонезийә америкадин 24 данә «F-15EX» күрәшчи айропилани сетивалидиған болди

һиндонезийәниң америка бойин ширкити билән 24 данә «F-15EX» күрәшчи айропилани сетивелиш келишими имзалиғанлиқи елан қилинди.

2028049
һиндонезийә америкадин 24 данә «F-15EX» күрәшчи айропилани сетивалидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: бойин ширкити тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, америка һөкүмитиниң тәстиқиға мунасивәтлик сетиш келишиминиң һиндонезийә дөләт мудапиә министири прабово субиантониң пайтәхт вашингтондики зийаритии җарйанида түзүлгәнлики билдүрүлди.

бойин ширкитиниң миссури иштатиға қарашлиқ сайнит луистики шәһиридики завутида, һиндонезийә дөләт мудапиә министирлиқи мәсуллиридин генерал майор йүсүп җавһари билән бойин ширкити мәсули марк сиерс оттурисида 24 данә «F-15EX» күрәшчи айропиланиниң сетилишиға даир келишим имзаланғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر