русийә 54 нәпәр әнгилийә пуқрасиға русийәгә кириш чәклимиси қойди

русийә ташқи ишлар министирлиқи бйурократлар вә бир қисим журналистларниму өз ичигә алған 54 нәпәр әнгилийә пуқрасиға русийәгә кириш чәклимиси қойди.

2026764
русийә 54 нәпәр әнгилийә пуқрасиға русийәгә кириш чәклимиси қойди

түркийә авази радйоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатида, әнгилийә һөкүмитиниң русийәгә тутқан «дүшмәнләрчә позитсийәси» гә четишлиқ һалда тәдбирләрниң елинғанлиқи билдүрүлди.

бу даиридә, украинани мискәт бомбилар билән тәминләштә җавабкарлиқи болған  әнгилийә муавин дөләт мудапиә министири аннабел голдиниң русийәгә киришиниң чәкләнгәнлики билдүрүлгән байнатта йәнә, русийә пирезиденти виладимир путинни тутуш буйруқи чиқарған хәлқара җинайи ишларсоти  баш мупәттиши қарим ханниңму ембарго тизимликигә киргүзүлгәнлики әскәртилди.

байанатта, <BBC>, <The Guardian> гезити вә «The Daily Telegraph» гезитиниңму бир қисим журналистлирини өз ичигә алған 54 нәпәр әнгилийә пуқрасиниң русийәгә кириши чәкләнгәнлики һәмдә  бу хил ембарголарниң давам қилидиғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر