буркина фасо билән мали нигерға уруш айропиланлири әвәтти

мали вә буркина фасо ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий ортақ гәвдиси (ECOWAS) ниң нигерға һәрбий арилишишиға қарши бу дөләткә уруш айропиланлири әвәтти.

2026619
буркина фасо билән мали нигерға уруш айропиланлири әвәтти

түркийә авази радийоси хәвири: нигер дөләтлик телевизийә қанили (RTN) ниң хәвиридә, мали билән буркина фасониң нигер билән һәмкарлишип, нигерға уруш айропиланлирини орунлаштурғанлиқи әскәртилип мундақ дейилди:

«мали билән буркина фасо нигерға қаритилған һәрқандақ һуҗумға тақабил туруш үчүн дөлитимизгә уруш айропиланлирини орунлаштурди. бу арқилиқ бу икки дөләт бирләшмә байаннамәгә асасән вәдилирини конкрет һәрикәткә айландурди.»

хәвәрниң көрүнүшлиридә, мәзкур айропиланларниң « SuperTucano»  типлиқ уруш айропиланлири икәнлики диққәт қозғиди.

ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий ортақ гәвдисигә әза дөләтләрниң баш иштаб башлиқлириниң түнүгүн гананиң пайтәхти акрада чақирилған йиғинида, нигерға һәрбий арилишиш вақтиниң ениқ бекитилгәнлики уқтурулғаниди.

ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий ортақ гәвдиси әскәрләрниң буйруқ кәлгән һаман нигерға һәрбий арилишишқа тәййар икәнликини билдүргән, әмма бу һәрбий арилишишниң қачан башлинидиғанлиқи тоғрисида мәлумат бәрмигәниди.

һәрбий һакимийәтләр вәзипә өтәватқан буркина фасо билән малиму илгири елан қилған бирләшмә байаннамәсидә, ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий ортақ гәвдисиниң нигердики һәрбий - сийасий өзгиришниң йөнилишини һәрбий арилишиш арқилиқ өзгәртиш пиланиға қарши нигер тәрәптә туридиғанлиқлирини уқтурғаниди.

бирләшмә байаннамәдә, нигерға қаритилған һәрқандақ һәрбий арилишишниң буркина фасо вә малиға қарши уруш елан қилиш һесаблинидиғанлиқи тоғрилиқ агаһландуруш берилгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر