русийәниң дағистан районида партлаш йүз бәрди

русийә федератсийәси қармиқидики дағистан аптоном районидики май қачилаш понкитида, түнүгүн (14-авғуст) йүз бәргән партлаш сәвәбидин җенидин айрилғанларниң сани 27 гә йәтти.

2024692
русийәниң дағистан районида партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: дағистан аптоном җумһурийитиниң рәиси сергей меликов бу һәқтә елан қилинған йазма байанатида, түнүгүн кәчтә маһачқәлә шәһиридики май қачилаш понкитида йүз бәргән партлашта җенидин айрилғанлар саниниң 27 гә, йариланғанлар саниниң 102 гә йәткәнликини, йариланғанларни давалаш хизмитиниң давамлишиватқанлиқини байан қилди.

дағистан тәкшүрүш комитетиму партлашниң келип чиқиш сәвәбиниң тәкшүрүлүшкә башланғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر