баңладешта денге қизитмиси сәвәбидин нурғун адәм өлди

баңладешта йеқинқи 24 саәт ичидә денге қизитмиси сәвәбидин йәнә 18 адәм қаза қилди.

2024660
баңладешта денге қизитмиси сәвәбидин нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: баңладешта денге қизитмиси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң сани 416 гә йәтти.

баңладеш сәһийә мулазимәт баш идарисиниң байанатиға қариғанда, баңладешта даккадики 43 миң 665киши билән қошқанда,  1-айдин башлап денге қизитмиси сәвәбидин йуқумланғучиларниң сани 87 миң 891 гә йәткән.

баңладешта 7-айда денге қизитмиси сәвәбидин йуқумланғучиларниң сани бултурқиниң охшаш мәзгилдикигә қариғанда сәккиз һәссә көпәйгән.

сәһийә мулазимәт баш идариси баңладешта түнүгүн (14-авғуст) денге қизитмиси сәвәбидин бир күндила 2 милйон 905 кишиниң дохтурханида йатқанлиқини, буниң «бир күндә дохтурханида йетип қалғанлар санидики рекорт» һесаблинидиғанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر