хитай дөләт мудапиә министири русийә вә белорусийәдә зийарәттә болиду

хитай дөләт мудапиә министири ли шаңфуниң русийә вә белорусийәни зийарәт қилидиғанлиқи елан қилинди.

2024314
хитай дөләт мудапиә министири русийә вә белорусийәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радйоси хәвири: хитай дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, ли 15-авғуст русийәдә өткүзүлидиған 11-нөвәтлик москва хәлқара бихәтәрлик йиғинида нутуқ сөзләйдикән.

ли москвадики зийарити җәрйанида 2022-йили 24-февралдин буйан давам қиливатқан росийә-украина уруши сәвәбидин ғәрб билән җиддийчиликләр әвҗигә чиққан бир пәйттә русийә дөләт мудапиә мәсуллири билән учришишиларда болидикән.

хитай министириниң белорусийәдә президенти александер лукашенко вә дөләт мудапиә әмәлдарлири биләнму көрүшидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.

ли мартта вәзипигә олтурған болуп, апрелда москвада зийарәттә болған вә пирезидент виладимир путин билән көрүшкән иди.

ли йәнә русийә деңиз армийәси қомандани адмирал николай йевменоф билән  ийул ейидики хитай зийарити җәрйанида пайтәхт бейҗиңда көрүшкән иди.

хитайниң америка билән болған геоистратегийәлик риқабити вә район характерлиқ җиддийчилики күчийиватқан бир пәйттә башланған росийә-украина урушиниң хитай һөкүмитини москваға техиму йеқинлаштурғанлиқи мәлум.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر