белгийәдә ғәлитә бир оғрилиқ вәқәси йүз бәрди

белгийәниң лйеге шәһиридә бир дукан хоҗайини мал сетивилишта хиридар ишләткән банка картисиниң өзигә тәвә икәнликини байқап, оғриниң қолға елинишни ишқа ашурди.

2024358
белгийәдә ғәлитә бир оғрилиқ вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радйоси хәвири: йәрлик таратқуларниң хәвиригә асасланғанда, җинайәт гумандари дукан хоҗайининиң аптомобилиниң ишикини ечип униң һәмйанини оғрилап кәткән.

дукандар оғрилиқни сәзмигән, әмма әтиси гумандар һәмйандин чиққан банка картиси билән бир дукандин  бир мал сетивалмақчи болған.

дукандар пул елиш машинисидики бу картиниң өзигә тәвә икәнликини байқиғанда, гумандарға сәздүрмәстин сақчиға мәлум қилған.

шуниң билән җинайәт гумандари қисқа вақит ичидә қолға чүшкән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر