баңладештики кәлкүндә қаза қилғанларниң сани 57 кә йәтти

баңладешниң шәрқий җәнубиға еғир тәсир көрсәткән шиддәтлик йамғур кәлкүнгә сәвәб болди вә  кәлкүндә қаза қилғанларниң сани 57 кә йәтти.

2023737
баңладештики кәлкүндә қаза қилғанларниң сани 57 кә йәтти

түркийә авази радйоси хәвири: баңладеш метеорологийә мутәхәссислири йамғурниң йәнә 2 күн давамлишидиғанлиқи, дәрйаларда кәлкүн апити йүз бериши мумкинлики һәққидә  агаһландууш елан қилди.

баңладеш апәтләрни башқуруш министирлиқиниң байанатида, 4-авғусттин 11-авғустқичә тәсир көртсәткән йамғурниң кәлкүнгә айланғанлиқи вә кәлкүндә тәхминән 1 милйон кишиниң зийанға учриғанлиқи билдүрүлди.

кәлкүн сәвәбидин нурғун йәр вә йүзлигән өйниң зийанға учриғанлиқи, әмма зийанни ениқлаш хизмити үчүн  бир һәптидин көпрәк вақит кетиши мумкинлики уқтурулди.

кәлкүн апити йүз бәргән районларда издәш вә қутқузуш хизмәтлири давамлашмақта.

баңладешта 6-айдин 9-айғичә көрүлидиған пәсиллик йамғур сәвәбидин һәр йили миңлиған кишиләрниң турмуши сәләбий тәсиргә учрап кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر