әрәб бирләшмә хәлипилики « Wizz Air » йолучилириға рухсәт қилмиди

әрәб бирләшмә хәлипилики исраилийәдин кәлгән «Wizz Air» намлиқ авийатсийә ширкитигә тәвә айропиландики тәхминән 170 йолучиниң бу дөләткә киришигә рухсәт қилмиди.

2023558
әрәб бирләшмә хәлипилики « Wizz Air » йолучилириға рухсәт қилмиди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә дөләтлик ахбарат оргини (KAN) ниң хәвиригә қариғанда, тәхминән 170 йолучи олтурған вә исраилийәниң пайтәхти тел авивдики бен гурион айродурумидин қозғалған бир айропилан чүштин кейин әрәб бирләшмә хәлипиликиниң әбузәби айродурумиға қонған.

айродурум даирилири бу айропиландин чүшкән йолучиларни бир чәттә тохтитип, әбузәбигә қонған башқа айропиланлардики йолучиларниң контрол нуқтилиридин өтүшигә рухсәт қилған.

исраилийәдин кәлгән айропиландики йолучиларниң әрәб бирләшмә хәлипиликигә кирәлмәсликиниң сәвәби һәққидә һазирғичә һечқандақ мәлумат берилмигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر