полша беларусийә чеграсиға запас әскәр орунлаштуруш тоғрисидики тәлипини тәстиқлиди

полша дөләт мудапиә министирлиқи чегра мудапиә қоманданлиқиниң тәлипигә бинаән беларусийә чеграсиға қошумчә әскәр әвәтишни тәстиқлиди.

2022016
полша беларусийә чеграсиға запас әскәр орунлаштуруш тоғрисидики тәлипини тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири: полша хәвәр агентлиқи —PAP, полша мудапиә министирлиқиниң байанат елан қилип: «дөләт мудапиә министири марийус биласзак чегра муһапизәтчилириниң техиму көп әскәр әвәтиш тоғрисидики тәлипини қобул қилди. полша- беларусийә чеграсидики һәрикәтчан вәзийәт вә кәлгән тәләпкә асасән, министир билаззак районға қошумчә әскәр орунлаштуруш тоғрисида буйруқ чүшүрди» дегәнликини хәвәр қилди.

полша чегра мудапиә қисимлири мушу һәптиниң бешида беларусийә чеграсиға қошумчә 1000 әскәр әвәтилишини тәләп қилғаниди.

варшава һөкүмити буниңдин бурун беларусийә чеграсиға електиронлуқ решатка орнатқаниди.

вагнер йалланма әскәрләр гурупписи әзалири йеқинқи бир нәччә һәптә ичидә полша чеграсиға йеқин җайда оттуриға чиққан, баш министир матеус моравийекки бу өзгиришниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натониң шәрқий қирғиқидики вәзийәтни муқимсизлаштурушни нишан қилидиғанлиқини ейтқаниди.

полша таратқулириниң хәвиригә қариғанда, дөләтниң беларусийә билән чеградаш җайлирида 2000 әскәр, йүзләрчә сақчи вә чегра қоғдиғучи вәзипә өтимәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر