русийәдә орман от апәтлиригә қарши күрәш давамлашмақта

русийәниң һәр қайси районлирида омумий йәр көлими 230 миң гектарға йетидиған саһәләрдики 278  җайда  йүз бәргән орман от апәтлиригә қарши күрәш давамлашмақта.

2021624
русийәдә орман от апәтлиригә қарши күрәш давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: русийә җиддий әһвалларға тақабил туруш ишлири министирлиқиниң йазма байанатида билдүрүлүшичә, бу һәптә бу дөләттә йүз бәргән орман от апәтлири алдинқи һәптикиси билән селиштурғанда азайған.

охшимиған 14 райондики 278  җайда орман от апәтлири давамлишиватқан болуп, от апити 230 миң гектарлиқ саһәни қаплап кәткән.

орман от апәтлиридин кейин от өчүрүш хизмәтлири үзлүксиз давамлашмақта икән.

байанатта тәкитлинишичә, орман от апәтлиридә әң көп йақутистан райони талапәткә учриған болуп, көйүп кәткән йәр көлими  125 миң гектар келидикән, һәмдә 98 җайда йүз бәргән орман от апәтлиригә қарши күрәш давамлашмақта икән.

дунйадики орманлиқларниң тәхминән% 20 ини игиләйдиған русийәдә  һәр йили йәр көлими нәччә миң гектар келидиған саһәләрдә йүз бәргән орман от апәтлиригә қарши күрәш елип берилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر