русийә портида партлаш авази аңланди

русийәниң қарадеңиз саһилидики новороссийск портида кечә вақитлирида партлаш авазлири аңланди.

2020152
русийә портида партлаш авази аңланди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, украинаниң райондики һәрбий парахотларға икки данә су асти қорали билән қилған һуҗуминиң чекиндүрүлгәнликини билдүрди.

байанатта, су асти қораллири байқалғандин кейин, портни қоғдаватқан парахотлар тәрипидин пачақлап ташланғанлиқи қәйт қилинди.

билдүрүлишичә, мәзкур хәвәр тоғриланған әһвалда, бу украинаниң русийәниң асаслиқ сода портлиридин биригә қилған тунҗи һуҗуми һесаблинидикән.

новороссийсктики нефит парахотлириға нефит қачилашқа мәсул һазар туруба йоли комитети, портта барлиқ парахотларниң қатнишини вақитлиқ тохтатқанлиқини елан қилди.

порт әслиһәлириниң зийанға учримиғанлиқи вә ләңгәр ташлиған парахотларға нефит қачилаш ишлириниң давамлишиватқанлиқи әскәртилди.

русийәниң өткән ай (2023-йили ийул) ашлиқ келишиминиң муддитини узартишни рәт қилғандин буйан қарадеңиз вә қошна портлардики тоқунушлар кәскинләшти.

русийәниң учқулири вә башқурулидиған бомбилири қарадеңизда йаки әтрапида украинаниң нурғун портлириға, ашлиқ амбарлириға зәрбә бәрди.

русийә пирезиденти владимир путин 2022-йили 24-февралда украинани ишғал қилиш пәрманини чүшүрүши билән украина-русийә уруши башланған иди.

путин кийевниң натоға әза болушини тосуш вә уни русийәниң тәсир даириси ичидә тутуп туруш үчүн, украинани һәрбийсизләштүрүп, натсистлардин тазилашни мәқсәт қилғанлиқлирини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر