нигердики һәрбий һөкүмәт ғәрбий африқа иқтисадий бирләшмисигә наразилиқ билдүрди

нигерда һакимийәтни тартивалған һәрбий һөкүмәт (вәтәнни қоғдаш миллий кеңиши) (CNSP) ниң рәһбири абдурраһман өмәр тчийани ғәрбий африқа иқтисадий бирләшмисигә наразилиқ билдүрди.

2019638
нигердики һәрбий һөкүмәт ғәрбий африқа иқтисадий бирләшмисигә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерда һакимийәтни тартивалған һәрбий һөкүмәтниң рәһбири абдурраһман өмәр тчийани 3-авғуст (2023) мустәқиллиқ күни мунасивити билән дөләт телевизийәсидә байанат елан қилди.

у ғәрбий африқа иқтисадий бирләшмиси (ECOWAS)  ниң нигерға қаратқан җазасиниң «қанунсиз, адаләтсиз вә инсанийлиққа хилап» икәнликини билдүрүп, бу җазаларниң нигер хәлқини техиму намратлаштуридиғанлиқини әскәртти.

у фирансийәликләрниң чеградин чиқип кетиши тоғрисида тохтилип: «фирансийә пуқралириниң нигердин чиқип кетишидә конкрет сәвәб йоқ, әслидә улар үчүн азрақму тәһдит йоқ» деди.

у фирансийәниң һәрбий һәмкарлиқни вақтинчә тохтитишини тәнқид қилип: «террорлуққа қарши турушқа йардәм бәргәнликини дәватқанлар азрақла қийинчилиқта һәрбий һәмкарлиқларни тохтитиду» деди.

ғәрбий африқа иқтисадий бирләшмиси 30-ийул (2023) пәвқуладдә йиғин чақирип, нигердики һәрбий һөкүмәткә, пирезидент муһәммәд базумни қойуп бериши вә униң вәзиписигә қайтип келиши үчүн бир һәптә вақит бәргән иди.

ғәрбий африқа иқтисадий бирләшмиси бу вақит ичидә тәләплири орунланмиған әһвалда һәрбий арилишишни өз ичигә алған барлиқ таллашларни көздин кәчүридиғанлиқини уқтурған иди.

һәрбий арилишиш еһтимали, ғәрбий африқадики башқа һәрбий һөкүмәтләрниң диққитини қозғиған иди.

һөкүмәтлири әскәрләрдин тәшкил тапқан буркина фасо вә мали ортақ хитабнамә елан қилип, нигерға һәрбий җәһәттин арилишишниң өзлири үчүн уруш елан қилиш болидиғанлиқи тоғрисида ғәрбий африқа иқтисадий бирләшмисини агаһландурған иди.

бир тәрәптин, нигерийә нигердики һәрбий һөкүмәткә қарши бәзи тәдбирләрни йолға қойди. бу рамкида, нигерийә шималдики қошниси нигерни електр билән тәминләшни тохтатти.

нигер електриниң %70 ни нигерийәдин қамдайду.

нигер пирезиденти муһәммәд базум 26-ийул пирезидентлиқ мәһкимисиниң муһапизәт баталийони тәрипидин тутулди. шу күни ахшими армийә һәрбий өзгириш қозғап һакимийәтни тартивалди.

пирезидентлиқ мәһкимиси муһапизәт баталийониниң қомандани генерал абдурраһмане омар тачийани 28-ийул (2023) «вәтәнни қоғдаш миллий кеңиши» намлиқ һәрбий гуруһ вә вақитлиқ һөкүмәтниң башлиқи болғанлиқини елан қилған иди.

пирезидент муһәммәд базум 26-ийулдин тартип шәхсий туралғусида назарәт астида турмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر