полшаға киргән украиналиқлар сани 14 милйондин, чиқип кәткәнләр 12 милйондин ашти

1- авғуст (2023) қичә болған җәрйанда украинадин полшаға кәлгәнләр саниниң 14 милйон 182 миңға йәткәнлики, полшадин чиқип кәткәнләр саниниң 12 милйондин ешип кәткәнлики билдүрүлди.

2019271
полшаға киргән украиналиқлар сани 14 милйондин, чиқип кәткәнләр 12 милйондин ашти

түркийә авази радийоси хәвири: полша чегра муһапизәт әтрити иҗтимаий таратқудики адресида учур һәмбәһриләп, украина- русийә уруши башланған (2022-йили 2-айниң 24-күни) дин буйан зор түркүмдә украиналиқниң полшаға кәлгәнликини әскәртти.

пәқәт түнүгүн (1-авғуст) бир күндила 30 миң 800 украиналиқниң полшаға кәлгәнликигә иишарәт қилинған байанатта: «уруш башланғандин буйан, украинадин полшаға кәлгәнләрниң сани 14 милйон 182 миңға йәтти» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта, полша чеграсидин айрилған украиналиқлар омумий саниниң 12 милйон 399 миң икәнлики қәйт қилинди.

полша даирилириниң байанатлириға қариғанда, нөвәттә тәхминән 2 милйон украиналиқ бу дөләттә йашимақта икән.

чеградин өтүватқан вә қайтиватқанларниң охшаш кишиләр икәнликини билдүргән һөкүмәт әмәлдарлири, өзлириниң адәм санини әмәс, өтүш санини контрол қиливатқанлиқини әскәртмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر