йапонийәдә тәйфең борини сәвәбидин айропилан учушлири әмәлдин қалдурулди

йапонийәниң җәнубидики окинава арилиға йүзләнгән тәйфең борини сәвәбидин арал өлкисидә айропилан учушлири әмәлдин қалдурулди.

2018832
йапонийәдә тәйфең борини сәвәбидин айропилан учушлири әмәлдин қалдурулди

түркийә авази радйоси хәвири: кйодо агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, йапонийәниң икки чоң авийатсийә ширкити ханун тәйфең борини сәвәбидин аралдики нөвәтчи айропиланларниң әмәлдин қалдурулғанлиқини билдүрүп: «бүгүн наха өлкисидә әмәлдин қалдурулуши мумкин болған нөвәтчи айропиланлар сәвәбидин 30 миңдин артуқ йолучи сәлбий тәсиргә учриши мумкин» дегән.

йапонийә дөләтлик телевизийә истансиси <NHK> йапонийә метрологийә идарисиниң бүгүн (1-авғуст) әтигәнки байанатини һәмбәһрләп, тәйфең борининиң наханиң шәрқий җәнубиға 220 киломитир йерақлиқта икәнликини вә саитигә 20 киломитирлиқ сүрәт билән ғәрбий шимал йөнилишигә қарап илгириләватқанлиқини билдүрди.

метерологийә идариси түнүгүн_(31-ийул)  елан қилған байанатида, тәйфең борининиң кагошима өлкисиниң ғәрбий җәнубидики амами-ошима арилиға бесип келиши мумкинликини  уқтурди.

даириләр окинава арилидики аһалиләрни қаттиқ йамғурниму биргә елип келидиған тәйфең борини сәвәбидин тағ гүмүрүлүп чүшүш вә кәлкүн апити йүз бериш еһтималлиқидин агаһландуруп, пуқраларни җиддий әһвалдин башқа чағларда өйлиридин айрилмаслиққа чақирған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر