йавропа хитайни агаһландурди

йавропа иттипақи комитетиниң рәиси урсула вон дер лейен: «хитайниң җәнубий вә шәрқий деңиз билән тәйвән боғузида һәрбий күч көрситиш һәрикитиниң йәршари характерлик тәсири болуши мумкин» деди.

2018343
йавропа хитайни агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи комитетиниң рәиси урсула вон дер лейен филиппин зийарити даирисидә,  филиппин сода мунбиридә сөз қилди.

у һинди-тинч окйан райониниң дөләт бихәтәрликини күчәйтиш үчүн филиппин билән болған һәмкарлиқни күчәйтидиғанлиқлирини ейтти.

у: «хитайниң җәнубий вә шәрқий деңиз билән тәйвән боғузида һәрбий күч көрситиш һәрикити, филиппин вә райондики башқа шерик дөләтләргә бивастә тәсир көрситиду» деди.

у «бу һәрбий күч көрситишләрниң йәр шари характерлик әкс тәсири болидиғанлиқи » үстидә тохтилип, мундақ деди:

«дунйада иқтисадий тез ешиш көрүлүватқан район болған асийада район муқимлиқиниң аҗизлишиши, йәр шари бихәтәрликигә, әркин содиниң раван болушиға вә райондики мәнпәәтлиримизгә тәсир көрситиду.»

у йавропа иттипақиниң бу сәвәб түпәйлидин һинди-тинч окйандики мәвҗ утлуқини күчәйткәнликини әскәртип, «әркин вә очуқ болған һинди-тинч окйанни илһамландурушни мәқсәт қилғанлиқлири» ни билдүрди.

у: «филиппинләр билән йавропа иттипақи һәм сода һәмдә селинмилар мәсилисидә шерикчиликни илгирилитиш үчүн чоң пурсәтләргә игә. сингапор вә вийетнам билән болған сода келишимлири мевә беришкә башлиди. биз шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақидики башқа дөләтләр биләнму әркин сода келишими имзалашни халаймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر