пакистанда ислам өлималири җәмийитиниң қурултийи бомба һуҗумиға учриди

пакистанниң хәйбәр пахтунйа иштатида бирләшмә һөкүмәтниң шериклиридин бири болған ислам өлималири җәмийити (JUI-F) ниң қурултайини һуҗум нишани қилған бомба һуҗумида, 42 киши қаза қилип, 200 дин артуқ киши йариланди.

2017943
пакистанда ислам өлималири җәмийитиниң қурултийи бомба һуҗумиға учриди

түркийә авази радйоси хәвири: пакистан мәтбуатлиридики хәвәрләргә асасланғанда, ислам өлималири җәмийити (JUI-F) ниң әзалири хәйбәр пахтунйаниң баҗавур районида чәқирған қурултайға бомба һуҗуми қилинған.

дәсләпки мәлуматларға асасланғанда, қурултай өткүзүлгән бинаниң ичидә йүз бәргән һуҗумда 42 киши қараз қилип, 200 дин артуқ киши йариланған.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиди.

пакистанда, болупму хәйбәр пахтунйа вә белучистан өлкилиридә йеқинқи айларда террорлуқ һуҗумлири көпәйгән вәзийәттә турмақта.

исламабад даирилири бу һуҗумларниң афғанистанни база қилған пакистан талибанлири (TTP) тәрипидин пиланланған вә йетәкләнгәнликини илгири сүрмәктә.

афғанистан даирлири болса, бу әйибләшләрни рәт қилип кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر