даеш дәмәшиқтә йүз бәргән мотосиклит бомба һуҗуминиң җавабкарлиқини үстигә алди

даеш террорлуқ тәшкилати сүрийәниң пайтәхти дәмәшқниң сәййид зәйнәб районида йүз берип, алтә адәмниң өлүмини кәлтүрүп чиқарған партлашниң җавабкарлиқини үстигә алди.

2017619
даеш дәмәшиқтә йүз бәргән мотосиклит бомба һуҗуминиң җавабкарлиқини үстигә алди

түркийә авази радийоси хәвири: даеш террорлуқ тәшкилати иҗтимаий таратқудики адресида учур һәмбәһриләп, алдинқи күни кәчтә сәййид зәйнәб районида йүз бәргән партлашниң җавабкарлиқини үстигә алди.

дәмәшиқниң иран һимайисидики чәт әл террорчилири туруватқан сәййид зәйнәб районида алдинқи күни мотосиклит бомба һуҗуми йүз бәргән, сүрийә рәсмий хәвәр агентлиқи — сана, партлашта алтә адәмниң қаза қилғанлиқини, 23 адәмниң йариланғанлиқини хәвәр қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر