шойгу билән ким җоңун хәвпсизлик мәсилилирини музакирә қилди

шималий корейә рәһбири ким җоңун пийоңйаңда зийарәттә болуватқан русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу билән хәвпсизлик мәсилилирини музакирә қилди.

2016883
шойгу билән ким җоңун хәвпсизлик мәсилилирини музакирә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә мәркизий хәвәр агентлиқда билдүрүлишичә, ким җоңун билән сергей шойгу көрүшүшидә, дөләт, район вә хәлқаралиқ рамкида хәвпсизлик һәмдә һәрбий саһәдики мәсилиләр музакирә қилинған.

ким җоңун билән сергей шойгу шималий корейәниң йеңи әвлад қорал-йарағлири вә башқурулидиған бомбилири қойулған көргәзмә залини екскурсийә қилди.

ким җоңун «дөләт хәвпсизлик тәрәққийат пилани рамкисида тәрәққий қилдурған» қорал-йарағлар тоғрисида сергей шойгуға мәлумат берип, дунйа миқйасида қорал-йарағ тәрәққий қилдуруш истратегийәлири үстидә тохталди.

көрүшүштә, ким җоңун билән сергей шойгу «дөләт мудапиәси вә хәвпсизликидин башқа, районлуқ һәмдә хәлқаралиқ хәвпсизликкә мунасивәтлик ортақ мәсилиләрдә» пикир бирлики һасил қилғанлиқи қәйт қилинди.

сергей шойгуниң ким җоңунға русийә пирезиденти владимир путиниң мәктубини йәткүзгәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر