данийәдә давам қиливатқан қуран кәримгә һуҗум қилиш қилмишлириға болған наразилиқлар давамлашмақта

исламға қарши паалийәтлири билән нам чиқарған «данийә вәтәнпәрвәрлири» намлиқ ирқчи гуруппа, данийә пайтәхти копенһагендики түркийә вә мисир әлчиханилириниң алдида қуран кәримгә һуҗум қилди.

2016139
данийәдә давам қиливатқан қуран кәримгә һуҗум қилиш қилмишлириға болған наразилиқлар давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: данийәдә қуран кәримгә һуҗум қилиш қилмшилири давамлашмақта؛ түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи вәқә тоғрисида йазма байанат елан қилип: «муқәддәс китабимиз қуран кәримгә қарши давамлишиватқан һуҗумларни әң күчлүк шәкилдә әйибләймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

данийә даирилириниң бу һуҗумларға үзлүксиз көз йумуши вә бу иғвагәрчиликләрни қоғдишиниң, бу вәқәниң ақивитиниң еғирлиқини көрүп йетәлмигәнликини көрситип бәргәнликигә ишарәт қилинған байанатта: «бу хил һуҗумлар милйардлиған мусулманларни рәнҗитипла қалмай, иҗтимаий тинчлиқ вә тәң мәвҗут болуп туруш мәдәнийитигиму зийан йәткүзмәктә. данийә даирилири бу хил өчмәнлик җинайәтлириниң қайта йүз беришиниң алдини елиш үчүн, зөрүр тәдбирләрни йолға қойуши керәк» дейилди.

түркийә әдлийә министири йилмаз тунчму өзиниң иҗтимаий таратқудики адресида байанат берип: «әркинлик тони астида көз йумулған, демократийәни илгири сүрүш арқилиқ тамаша қилип турулған бу һуҗумлар, ислам дунйасиниңла әмәс, пүткүл инсанийәтниң тинчлиқи вә хатирҗәмликигә зийан йәткүзүшни нишан қилиду» деди.

адаләт вә тәрәққийат партийәси муавин рәиси, қошумчә партийә байанатчиси өмәр чәликму өзиниң тивиттердики адресида байанат берип: «муқәддәс китабимиз қуран кәримгә қарши садир қилиниватқан һуҗумлар ләнәтләшкә лайиқ пәскәш қилмишлардур. бу өчмәнлик қилмишлириниң җавабкари данийә даирилиридур. даириләр инсан қелипидин чиққан бу хил қилмишларға көз йуммақта» деди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиму муқәддәс китабларға қаритилған зораванлиқниң алдини елиш тоғрисида йиғин чақирди؛ б д т омумий кеңиши маракәш тәрипидин сунулған тәклипни қобул қилип, диний етиқадлири сәвәбидин кишиләргә, муқәддәс китабларға вә диний сорунларға қаритилған һәр хил зораванлиқларни хәлқара қанунға хилаплиқ қилғанлиқ, дәп бекитти.

ислам һәмкарлиқ тәшкилатиму шиветсийә вә данийәдики қуран кәримгә һөрмәтсизлик қилиш қилмишини музакирә қилиш үчүн дүшәнбә күни пәвқуладдә йиғин ечишни қарар қилди.

шиветсийә байанат елан қилип: «қуран кәримгә қилинған һөрмәтсизликниң қайта садир болмаслиқи үчүн тиришиватимиз» деди.

шиветсийә ташқи ишлар министири тобийас билстром бу һуҗумларға «пәскәшләрчә» дәп баһа берип, аммивий тәртипни сақлаш тоғрисида шиветсийә қануниға өзгәртиш киргүзүш мумкинчиликини муһакимә қиливатқанлиқлирини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر