шойгу башчилиқидики һәйәт шималий корейәни зийарәт қилиду

русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу башчилиқидики бир һәйәт шималий корейәни зийарәт қилиду.

2015910
шойгу башчилиқидики һәйәт шималий корейәни зийарәт қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқи сергей шойгуниң башчилиқидики бир һәйәтниң шималий корейәни зийарәт қилидиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, шималий корейә дөләт мудапиә министирлиқиниң тәклипигә бинаән министир сергей шойгу башчилиқидики бир һәйәтниң 25-27-ийул күнлири шималий корейәдә зийарәттә болидиғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, русийә һәйитиниң шималий корейә хәлқиниң 1950-йилдин 1953-йилғичә давамлашқан азадлиқ уруши ғәлибисиниң 70-йиллиқини хатириләш паалийитигә қатнишидиғанлиқи әскәртилди.

байанатта мундақ дейилди:

«мәзкур зийарәт русийә-шималий корейә һәрбий мунасивәтлириниң күчлинишигә пайдилиқ. икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқларниң тәрәққий қилишида муһим рол ойнайду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر