хитай ташқи ишлар министири чин гаң вәзипидин елип ташланди

хелидин бери аммиви сорунларда көрүнмигәнлики сәвәбидин қизиқ темиларниң биригә айлинип қалған хитай ташқи ишлар министири чин гаң вәзипидин елип ташланди.

2015979
хитай ташқи ишлар министири чин гаң вәзипидин елип ташланди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай һөкүмити хелидин бери аммиви сорунларда көрүнмигәчкә, қизиқ темиларниң биригә айлинип қалған ташқи ишлар министири чин гаңни вәзипидин елип ташлап, орниға хитай компартийәси ташқи мунасивәтләр комитети мудири ваң йини тәйинлиди.

бейҗиңда чақирилған 14- нөвәтлик хитай хәлқ қурултийи даимий комитетиниң 4- йиғинида мақулланған қарарға асасән, хитай ташқи ишлар министири вә мәркизий банкиси башлиқи өзгәрди.

комитет йеқиндин буйан аммиви сорунларға чиқмиған хитай ташқи ишлар министирини вәзипидин елип ташлап, орниға ваң йини вә мәркизи банка башлиқи йи гаңни вәзипидин елип ташлап, орниға пән гоңшиңни тәйинлиди.

хитайниң дипломатик алақиси күчәйгән бир пәйттә, бүгүн вәзипидин елип ташланған ташқи ишлар министири чин гаңниң 25- ийундин буйан амма арисида көрүнмәслики диққәтни тартқаниди.

2022- йили 12- айда ташқи ишлар министирлиқиға тәйинләнгән чин гаң, 25- ийун бейҗиңда сириланка, русийә вә вийетнам әмәлдарлири билән көрүшкәндин кейин өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинидин кейин амма арисиға чиқмиғаниди.

һиндонезийәниң пайтәхти җакартада 11- ийулдин 14 -ийулғичә өткүзүлгән шәрқий җәнубий асийа әллири иттипақиға әза дөләтләр ташқи ишлар министирлири дәриҗиликләр йиғиниға чин гаңниң орниға хитай компартийәси мәркизи ташқи мунасивәтләр комитети ишханиси мудири ваң йи қатнашқаниди.

чин гаңниң саламәтлики йахши болмиғанлиқи үчүн, шәрқий җәнубий асийа әллири иттипақи йиғиниға қатнишалмиғанлиқи билдүрүлгәниди.

чин гаң йәнә америка малийә министири җанет йелленниң 6- ийулдин 9- ийулғичә давамлашқан хитай зийарити җәрйанидики йиғинларға һәмдә 10 – ийулдики хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән соломон тақим араллири баш министири манассеһ согаварениң сөһбитигиму қатнашмиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر