иранда «террорлуқ һәрикити» гә тәййарлиқ қиливатқан бир гуруппа қолға чүшүрүлди

иранниң шәрқий җәнубида «террорлуқ һәрикити» гә тәййарлиқ қиливатқан төт кишилик бир гуруппа қолға чүшти.

2015033
иранда «террорлуқ һәрикити» гә тәййарлиқ қиливатқан бир гуруппа қолға чүшүрүлди

түркийә авази радйоси хәвири:  иранниң рәсмий хәвәр агентлиқи <IRNA> ниң хәвәр қилишичә, инқилабий муһапизәт қисимлириға қарашлиқ қуддус әтрити қоманданлиқ мәркизи аммиви мунасивәт бөлүми террорлуқ һәрикитигә тәййарлиқ қиливатқан бир гуруппиниң қолға чүшүрүлгәнлики тоғрисида байанат елан қилған.

байанатта, иранниң шәрқий җәнубида «террорлуқ һәрикити» елип беришни мәқсәт қилған төт кишилик «террорлуқ гурупписи» ниң қолға чүшкәнлики билдүрүлгән.

бу һәқтә мунасивәтлик тәпсилий учурларниң кейинчә һәмбәһирлинидиғанлиқи тәкитләнди.

иранниң шәрқий җәнубиға җайлашқан систан-белучистан өлкиси йеқинқи йиллардин буйан «райондики сүнний мәзһипидики белучларниң һәқ-һоқуқини қоғдаш» ни тәшәббус қилидиған вә иранда террорлуқ тәшкилати, дәп қаралған «җәййшул адл» намлиқ тәшкилатниң түрлүк һәрикәтлиригә сәһнә болуп кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر