сомалида террорлуқ тәшкилати әшшәбаб әзаси 30 террорчи өлтүрүлди

сомалида террорлуқ тәшкилати әшшәбабқа қарши елип берилған һәрбий һәрикәт давамида  бу тәшкилатниң кәм дегәндә 30 әзаси өлтүрүлди.

2013531
сомалида террорлуқ тәшкилати әшшәбаб әзаси 30 террорчи өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: сомали хәвәр агентлиқи (SONNA) ниң хәвиригә қариғанда, оттура шабел районида террорлуқ тәшкилати әшшәбаб әзалириға қарши һәрбий һәрикәт елип берилған.

һәрбий һәрикәт давамида 30 дин артуқ әшшәбаб әзаси бир тәрәп қилинған. шундақла бу тәшкилатқа аит нурғун қорал - йарағ вә һәрбий үскүниләр қолға чүшүрүлгән.

сомали пирезиденти һәсән шәйх мәһмуд террорлуқ тәшкилати әшшәбабқа қарши кәң даирилик күрәш қилинидиғанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر