фирансийәдә йәттә сақчи назарәт астиға елинди

фирансийәдә намайишчи йашқа қаттиқ қол муамилә қилған йәттә сақчи назарәт астиға елинди.

2013458
фирансийәдә йәттә сақчи назарәт астиға елинди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийәдә 27 – ийун әслий алҗирийәлик фирансийә пуқраси наел м. исимлик бир йаш сақчилар тәрипидин  етиветилгәндин кейин башлинип кәткән вәқәләр җәрйанида бир йашқа қаттиқ қол муамилә қилған йәттә сақчи назарәт астиға елинди.

фирансийә таратқулириниң марселйа тәптиш мәһкимисини мәнбә қилған хәвиригә қариғанда, наелниң өлтүрүлүшидин кейин, 2- ийул марсилйада өткүзүлгән намайишта «һөкүмәт хадимлириниң зораванлиқ қилғанлиқи» илгири сүрүлүп, йәттә сақчи назарәт астиға елинған болуп, кейинчә уларниң бири қойуп берилгән.

зораванлиққа учриған хеди исимлик ​​22 йашлиқ йаш сәккиз күнлүк хизмәткә баралмаслиқ доклати алған вә 5- ийул бу вәқә үстидә тәкшүрүш башланғаниди.

хиди тәкшүрүш җәрйанидики байанида, вәқә йүз бәргән күни бир кавчук оқниң бешиға тәгкәнликини, сақчиларниң уни урғанлиқини ейтти.

вәқәдә һошидин кетип дохтурханида балнистқа елинған хеди, бир нәччә саәттин кейин һошиға кәлгәниди.

фирансийәдики сақчиларниң оқида һайатидин айрилған наелниң өлүмигә наразилиқ билдүргүчиләр, дөләтниң һәрқайси шәһәрлиридә кочиларға чиқип сақчилар билән тоқунушқаниди.

париж, марселйа вә лион қатарлиқ нурғун шәһәрләрдә өткүзүлгән намайишлар җәрйанида булаң – талан қилиш вәқәлири йүз бәргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر