буркина фасода йүз бәргән террорлуқ һуҗумида нурғун адәм өлди

буркина фасода йүз бәргән икки қетимлиқ террорлуқ һуҗумида кәм дегәндә 10 адәм қаза қилди.

2013268
буркина фасода йүз бәргән террорлуқ һуҗумида нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: буркина фасо таратқулириниң хәвәрлиригә қариғанда, намәлум қораллиқ унсурлар бокле мохон райониниң косси наһийәсигә  һуҗум қилған. һуҗум нәтиҗисидә 6 адәм қаза қилған, 4 адәм йариланған.

шу күни террорчиларниң пил чиши қирғиқи чеграсидики тондура йезисиға қилған һуҗумидиму 4 адәм һайатидин айрилған вә мадди зийан көрүлгән.

буркина фасода 2015-йили йүз бәргән бихәтәрлик кризиси нәтиҗисидә 2 милйондин артуқ адәм өй-маканлирини тәрк етишкә мәҗбур болған.

буркина фасо һөкүмитиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, бу кишиләрдин пәқәт 120 миң кишила өй – маканлириға қайталиған.

буркина фасо баш министири алполлинейер җоашимсон кийелим де тамбила май ейида елан қилған байанатида, буркина фасо территорийәсиниң % 65 иниң дөләтниң контроллуқида икәнликини ейтқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر