америкадики бәзи шәһәрлик һөкүмәтләр 15 - ийул демократийә вә миллий бирлик күнини етирап қилди

америка пайтәхти вашингтон шәһәрлик һөкүмити билән мариланд иштатиниң балтимор шәһәрлик һөкүмити бөсүш характерлик қарар мақуллап, 15- ийул демократийә вә миллий иттипақлиқ күнини рәсмий етирап қилғанлиқини уқтурди.

2011753
америкадики бәзи шәһәрлик һөкүмәтләр 15 - ийул демократийә вә миллий бирлик күнини етирап қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә - америка йетәкләш комитети байанат елан қилип, комитетниң тәшәббусиға асасән вашингтон шәһәр башлиқи муриел бовсерниң 15-ийул демократийә вә миллий иттипақлиқ күнини тәбриклигәнликини уқтурди.

байанатта, шәһәр башлиқи бовсерниң һөҗҗәт мақуллап, 7 – хатирә йилида  15- ийул демократийә вә миллий иттипақлиқ күнини етирап қилғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта бовсерниң: «демократийә үчүн һайатидин айрилған батур кишиләрни миннәтдарлиқ билән әсләймән» дегән сөзлиригә орун берилди.

йәнә бир тәрәптин, мариланд иштатиниң балтимор шәһәрлик һөкүмитиму 15- ийул демократийә вә миллий иттипақлиқ күнини рәсмий етирап қилди.

һөкүмәтниң етирап қилиш хитабнамисидә: «биз түркийә хәлқиниң қаршилиқ көрситиш роһиға, батурлуқиға вә миллий иттипақлиқини қоғдишиға йуқири баһа беримиз» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر