шойгу: русийәниң бомбилири американиңкигә қариғанда күчлүк вә хилму хил

русийә дөләт мудапиә министири шойгу русийәниң үнүми йуқири мискәт бомбилириниң барлиқини билдүрүп: «америка украинаға мискәт бомбиси әвәтсә, русийә армийәси буниңға җаваб сүпитидә украинаға қарши охшаш қоралларни ишлитишкә мәҗбур болиду» деди.

2010236
шойгу: русийәниң бомбилири американиңкигә қариғанда күчлүк вә хилму хил

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу русийә таратқулириниң зийаритини қобул қилғанда, украина армийәсиниң қайтурма һуҗумлириниң һечқайси сәптә мәқситигә йетәлмигәнликини илгири сүрди.

у: «4-ийун (2023) дин буйан дүшмән 26 миңдин артуқ әскиридин вә 3 миңдин артуқ һәр хил қорал-йарағлиридин айрилип қалди» деди.

у йәнә, русийә армийәсиниң украинаниң 21 айропилани вә бәш тик учарини, 1244 танка вә биронивикини, германийәдә йасалған 17 данә йилпиз намлиқ танкисини, фирансийәдә йасалған бәш данә чарқлиқ танкисини, америкада йасалған 12 данә һәрбий аптомобилини, икки данә һава қалқан мудапиә системисини, 25 данә көп стиволлуқ ракетасини, полша, америка вә фирансийәдә йасалған 403 данә зәмбирикини  пачақлап ташлиғанлиқини қәйт қилди.

у американиң кийевни мискәт бомбиси билән тәминлишиниң, украинадики тоқунушларни узартидиғанлиқини әскәртип, мундақ деди: «америка украинаға мискәт бомбиси әвәтсә, русийә армийәси буниңға җаваб сүпитидә украинаға қарши охшаш қоралларни ишлитишкә мәҗбур болиду. билингинидәк, русийәниң барлиқ әһваллар үчүн мискәт бомбисиға игә икәнликигә диққәт қилиниши керәк. йәнә келип, русийәниң бомбилири американиңкигә қариғанда үнүми йуқири вә хилму хиллиққа игә.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر