моратинос: германийәдики қуран кәримни көйдүрүш қилмишини қобул қилғили болмайду

бирләшкән дөләтләр тәшкилати мәдәнийәтләр иттипақиниң алий вәкили мигуел ангел моратинос германийәдики мемар синан җамәсиниң алдиға қуран кәримни көйдүрүп етиш һәрикитини «иғвагәрчилик, һөрмәтсизлик вә қобул қилғили болмайдиған қилмиш» дәп атиди.

2010144
моратинос: германийәдики қуран кәримни көйдүрүш қилмишини қобул қилғили болмайду

түркийә авази радийоси хәвири: моратинос аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, диний ишлар түркийә - ислам бирликигә қарашлиқ мемар синан җамәсиниң алдида қуран кәримни көйдүрүп етиш қилмиши тоғрисида елан қилған байанатида, бу қилмишниң пикир әркинлики билән һечқандақ мунасивитиниң йоқлуқини тәкитләп мундақ деди: «бу қуран кәримгә пәскәшләрчә қилинған өчмәнлик қилмишидур. дәрвәқә бу қилмиш техиму көп ғәзәп – нәпрәт һәм наразилиқини қозғайду,  зораванлиқни кәлтүрүп чиқириду.»

диний ишлар түркийә - ислам бирлики тәрипидин елан қилинған байанатта, йолда кетиватқан бир аптомобилдин баден-ворттмберг өлкисиниң маулброн районидики мемар синан җамәсиниң алдиға қуран кәримниң көйдүрүлүп  етилғанлиқи билдүрүлгәниди.

мемар синан җамәси җәмийитиниң мәсули осман адибәлли бу һәқтә сотқа әрз сунғанлиқлирини ейтқаниди.

у йәнә, бу иғвагәрчилик һәрикитидин толиму әпсуслинидиғанлиқлирини вә қаттиқ әндишә ичидә икәнликлирини билдүрүп, вәқәниң тәкшүрүлүшкә башланғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر