сулливан: түркийәгә  F-16 сетип бериш җәрйани илгирилитилиду

америка дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси җәйк сулливан түркийәгә  F-16типлиқ уруш айропиланни сетиш тоғрисида америка пирезиденти җо байдинниң палата билән мәслиһәтлишип бу җәрйанни илгири сүрүшни пиланлиғанлиқини ейтти.

2010007
сулливан: түркийәгә  F-16 сетип бериш җәрйани илгирилитилиду

түркийә авази радийоси хәвири: сулливан шималий атлантик әһди тәшкилати рәһбәрлири йиғини өткүзүлгән литваниң пайтәхти вилнйуста бәргән байанатида, түркийәниң шивитсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға киришигә алақидар ташлиған қәдимини мәмнунлуқ билән қарши алидиғанлиқини тилға елип, шивитсийәни шималий атлантик әһди тәшкилатиниң йеңи әзаси сүпитидә көрүшни халайдиғанлиқини билдүрди.

сулливан шивитсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болушини тәстиқлиғандин кейин, түркийәниң америкадин F-16 сетивилиш тәлипигә американиң қандақ җаваб қайтуридиғанлиқи һәққидики соалға җаваб берип, байденниң узундин буйан бу сетишни қоллайдиғанлиқини әскәртти.

сулливан F-16 ниң түркийәгә сетилиши американиң мәнпәәтигә мас келидиғанлиқини билдүрүп, байдин палата билән мәслиһәтлишип бу җәрйанни илгири сүрүшни халайду» деди.

сулливан палатаниң F-16 ниң түркийәгә сетилишини қачан тәстиқлайдиғанлиқиға даир соалға җавабән: «мән бу тоғрилиқ ениқ бир күнни дейәлмәймән. биз палата әзалири билән алақилишиватимиз» деди.

сулливан шивитсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болушини түркийә тәстиқлиған тәқдирдә, түркийәниң йавропа иттипақиға қобул қилиниш-қилинмаслиқи тоғрисидики соалға қарита, американиң түркийәниң йавропа иттипақиға әза болушини қоллайдиғанлиқини тәкитлиди.

сулливан шималий атлантик әһди тәшкилатиниң <шималий атлантик әһди тәшкилати> вә йавропа иттипақиниңму <йавропа иттипақи> икәнликини әскәртип, американиң йавропа иттипақиға әза әмәсликини әскәртти вә: «(түркийәниң йавропа иттипақиға әза болуш мәсилиси билән шивитсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуш мәсилиси қатарлиқ) бу икки мәсилини өз-ара мунасивәтлик дәп қаримаймиз» дегән хусусий қаришини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر